Телефоны:
+77272725933 (гор.),
+77272728892 (гор.),
+77016444437 (Kcell) – администратор,
+77756333369 (Activ) – директор
e-mail: admin@uighur.kz
Адрес:
г. Алматы, ул. Наурызбай батыра, 83
ст.м. Алмалы
Адилжан
10 января 2016 в 14.00
Көрдуқ, пикир ейтимиз Йеңи жил һарписида, йолум чүшүп, Қ. Ғожамияров намидики Жумһурийәтлик Уйғур театриға, «Уйғур авази» гезитиға «Йеңи жиллиқ гулхан» дәп елан қилинған концертқа берип қалдим. Дәсләпки күни болғачқиму, залда тамашибинлар «лиқ» олтарди. Уларниң йәтмиш-сәксән пайизи йеши толғанлар. Улар һәммисила «Яшлиқ» ансамбилиниң нахшилирини тиңшап чоң болғанлар. Концерт тоғурлуқ пикир ейтидиған болсақ, уни начар дәп ейталмаймән, чүнки, Қазақстанға хизмәт көрсәткән артистлири Марат Мәмәтбақиев, Реһангул Мәхпирова, Руқийәм Саттарова, «Достлуқ» ордениниң саһиби Махмут Дәраев, Қаһирман Иминов вә Саһибәм Норузоваларниң ижрасидики нахша вә миниатюрилар һәр қандақ һөрмәткә лайиқ болди, дәп ойлаймән. Әнди концертқа Қазақстан Хәлиқ артисти Роза Рымбаеваниң қатнишип, иллиқ инкасини билдүрүши вә «жанлиқ» нахша ейтип бериши униң қәдрини техиму ашуривәтти. Әлвәттә, «Яшлиқ» ансамбилиниң Қазақстан эстрада сәнъитини риважландуруштики ролини атап өтмәй мүмкин әмәс. Роза Рымбаеваниң «Яшлиқни» «Дос-Муқасан», «Ялла», «Песняри» ансамбльлири билән бир қатарға қоюш керәк дәп тәкитләп өткини бежиз әмәс. Мениң ейтмақчи болғунум, мана шу даңлиқ ансамбльниң паалийитиниң 40 жиллиғини башқа бир вақитта, кәң миқияста атап өтүшкә мунасип әмәсмеди? Мана шуни һеч мунасивити йоқ «Йеңи жиллиқ гүлханға» айландурғини әпсусландурди. Сәһнини рәссамниң чевәрлик билән йеңи жиллиқ қилип ясап қойғини болмиса, концерт программиси адәттики бир һесавәт болди. Еланда аталған, «Нава» ансамбли (ейтмақчи, көпчиликниң шу ансамбль бар дәп кәлгини театр фойесида тамашишибинлар инкасидин байқавелишқа болди) толуқ тәркиптә әмәс, икки «вәкили» билән қатнашти. Буниңдин 2-3 жил бурун, һәқиқий «Йеңи жиллиқ гүлхан» программисини көрүшкә мүйәссәр болған едуқ. Учағдики қоюлум һәр хил яштики тамашибинларниң көңлидин чиққан еди. Һәр нәрсиниң «исми жисмиға лайиқ» болғини яхши әмәсму? Мән сәнъитимиз тәғдиригә бепәрва қаримайдиған аддий тамашибин ретидә, өзәмниң шәхсий пикиримнила изһар қилдим. Көпчиликниң тоғра чүшинишини үмүт қилимән. Адилжан Һәмраев Уйғур наһийәси
© 2014-2015 GREENLIST.KZ, Городской информационный портал.
Все права защищены.
Перепечатка и использование любых материалов (текстовых и графических элементов), допускается только с письменного разрешения администрации GREENLIST.KZ.